әзәрбәйҗан армийәси «байрақтар ақинҗи» учқучисиз һуҗумчи һава аппарати маневири өткүзди

әзәрбәйҗан армийәси түркийәдә ишләнгән «байрақтар ақинҗи» намлиқ һуҗумчи учқучисиз һава аппаратлири билән маневир өткүзди.

2109216
әзәрбәйҗан армийәси «байрақтар ақинҗи» учқучисиз һуҗумчи һава аппарати маневири өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, маневирда әзәрбәйҗан армийәси қораллириға йеңи сәпләнгән  «байрақтар ақинҗи» намлиқ һуҗумчи учқучисиз һава аппаратлири билән һавада разведка мәшғулати елип бериш, дүшмәнниң қуруқлуқтики символлуқ нишанлириниң коорденатини бәлгиләш вә башқа вәзипиләрниң ада қилинғанлиқини уқтурди.

министирлиқ алақидар хадимлар һуҗумчи учқучисиз һава аппаратлирини контрол қиливатқан, йеқилғу толуқлаватқан, учқучисиз һава аппаратлири искилаттин чиқирилип қозғитиливатқан көрүнүшләрни һәмбәһрилиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر