қирғизистан вә моңғулийә парламентлири һәмкарлиқ келишими имзалиди

қирғизистан парламенти башлиқи нурланбек шакийев пайтәхт бишкәктә дөләт ишлири зийаритидә болған моңғулийә парламенти рәиси занданшатар гомбоҗав билән көрүшти.

2108139
қирғизистан вә моңғулийә парламентлири һәмкарлиқ келишими имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: шакийев йиғинда сөз қилип, қирғизистан вә моңғулийә хәлқлириниң иҗтимаий-иқтисадий һәмкарлиқ биләнла әмәс, бәлки әсирләр муқәддәм чағларға тутишидиған көчмән чарвичилиқ турмушидин башланған тарихий вә мәдәнийәт риштиси биләнму бир-биригә чиң бағланғанлиқини ейтти.

йеқинқи йиллардин буйан икки дөләт мунасивитиниң наһайити тәрәққий қилғанлиқини әскәрткән шакийев, парламентлар ара дийалог вә парламент дипломатийәсини чоңқурлаштурушниң муһимлиқини тәкитлиди.

моңғулийә парламенти башлиқи гомбоҗавму дөлитиниң қирғизистан билән сода, сайаһәт вә маарип қатарлиқ саһәләрдики һәмкарлиқни тәрәққий қилдурушни халайдиғанлиқини тәкитлиди.

у қирғизистан парламенти башлиқи шакийевни бу йил моңғулийәдә өткүзүлидиған «алтайдин һалқиған сиҗил сөһбәт» мунбиригә тәклип қилди.

сөһбәт ахирлашқандин, шакийев билән гомбоҗав қирғизистан вә моңғулийә парламентлири оттурисида һәмкарлиқ келишими имзалиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر