әлийев 5-нөвәтлик сайламда ғәлибә қилди
әзәрбәйҗанда пирезидент илһам әлийевниң сайламда ғәлибә қилғанлиқи тәбрикләнди.
түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗанда түнүгүн (7-феврал) өткүзүлгән пирезидентлиқ сайлимида илһам әлийевниң ғәлибә қилғанлиқиниң җакарлиниши билән, пайтәхт баку хәлқи шәһәр мәркизигә сәл болуп ақти.
каспий деңизи қирғиқидики миллий бағчида, һәйдәр әлийев мәркизиниң алди вә фәввариләр мәйданида топланған амма, һәр хил паалийәтләр билән пирезидент әлийевниң сайламда ғәлибә қилғанлиқини тәбриклиди.
әзәрбәйҗан хәлқи йәттә вәзипә өтәйдиған йеңи пирезидентни сайлаш үчүн аваз ташлиди.
әзәрбәйҗан мәркизий сайлам кеңишиниң башлиқи мәзаһир пәнахов бирәсмий нәтиҗиләргә асасән илһам әлийевниң %92.1 авазға еришкәнликини елан қилди.
әзәрбәйҗанда 21 йилдин буйан пирезидент болуп вәзипә өтәватқан илһам әлийев бу қетимқи сайламдиму зәпәр қучуп, 5-нөвәт пирезидент болушниң салаһийитигә еришти. һәйдәр әлийев вапат болғандин кейин, 2003-йили өткүзүлгән сайламда пирезидентлиққа сайланған илһам әлийев, «ғалиб хәлқниң ғалиб рәһбири» шоари билән қатнашқан бу сайламдиму ғәлибә қилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әзәрбәйҗанда 5.2 бал йәр тәвриди
әзәрбәйҗан йәр тәврәш мулазимәт мәркизи йәр тәврәш һәққидә байанат елан қилди.
әзәрбәйҗан – әрменийә тинчлиқ сөһбити башланди
әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики тинчлиқ сөһбити қазақистанниң алмата шәһиридә башланди.