үстәл: бизниң пәләстингә охшимайдиған тәрипимиз түркийәниң ана вәтинимиз болушидур

шималий қибрис түрк җумһурийити баш министири үнал үстәл: «бизниң пәләстингә охшимайдиған тәрипимиз түркийәниң ана вәтинимиз болушидур» деди.

2098271
үстәл: бизниң пәләстингә охшимайдиған тәрипимиз түркийәниң ана вәтинимиз болушидур

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк дөләт мәҗлиси мудапиә комитети әзалирини қобул қилған үнал үстәл хәлқара җәмийәтниң исраилийәниң ақ деңизниң мәркизигә җайлашқан ғәззәдә айаллар вә балиларни өз ичигә алған пәләстинликләрни қирғин қилишини инкассиз тамаша қилип турушиға наразилиқ билдүрүп: «бизниң пәләстингә охшимайдиған йеримиз шуки, түркийә бизниң ана вәтинимиз. әгәр 1974-йилидики қибрис тинчлиқ һәрикити болмиған болса иди, бизму болмиған болаттуқ» деди.

йавропа иттипақи билән бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң ғәззәдики қирғинчилиқларға қарши туруш чақириқлириға қулақ йупуруп келиватқанлиқини  билдүргән үстәл, бу әһвалға түркийә вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң қарши чиққанлиқини оттуриға қойди.

түркийәниң шималий қибрис түрк җумһурийитидин һечқачан һечнемисини айимиғанлиқини билдүргән үстәл, дөлитигә йүргүзүлүватқан ембарголарни тәнқидләп, дунйа билән болған алақисини түркийә арқилиқ капаләткә игә қилип келиватқанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر