қазақистан түркийәдә йүз бәргән 6-феврал йәр тәврәш апити мунасивити билән телеграмма тарқатти

қазақистан 2023-йили 6-феврал қаһраманмарашта йүз берип, 11 вилайәткә тәсир көрсәткән апәтниң биринчи хатирә йили мунасивити билән телеграмма тарқатти.

2098446
қазақистан түркийәдә йүз бәргән 6-феврал йәр тәврәш апити мунасивити билән телеграмма тарқатти

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан ташқи ишлар министирлиқиниң рәсмий тор бетидә елан қилинған телеграммида, өткән йили түркийәниң шәрқий җәнубида йүз бәргән қаттиқ йәр тәврәш сәвәбидин, түрк дөләтлири тәшкилатиға әза дөләтләрниң қазақистан пайтәхти астанәдә чақирилған 10-нөвәтлик дөләт башлиқлири йиғинида, 6-февралниң «апәттә зийанкәшликкә учриғучиларни хатириләш вә һәмкарлиқ күни» дәп елан қилинғанлиқини әскәртти.

телеграммида: «ә шундақ қийин пәйтләрдә, қазақистан түрк дөләтлири тәшкилатиға әза башқа дөләтләр билән бирликтә, түркийәгә тунҗи болуп йардәм бәргән  дөләтләрниң бири болди вә түрк иттипақлиқиниң күчини намайан қилди» дегән ибариләргә орун берилди.

қазақистанниң түрк дөләтлири тәшкилатиниң нөвәтчи рәиси болуш сүпити билән, түркийәниң бу қийин өткәлдин әң қисқа вақит өтүп кетишини арзу қилидиғанлиқи қәйт қилинди.

2023-йили 2-айниң 6-күни сәһәр саәт 4 тин 17 минут өткәндә, қаһраманмарашниң пазарчик наһийәсидә 7.7 бал, әлбистан наһийәсидә (түркийә вақти) саәт 13 тин 24 минут өткәндә 7.6 бал йәр тәврәп, 53 миң 537 адәм қаза қилған, 107 миң 213 адәм йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر