қирғизистан түркийәдин теббий йардәм тәләп қилди

қирғизистан бишкәктики мәркизи иссиқлиқ вә електир истансисида мәйданға кәлгән от апитидә еғир йариланғанларни давалаш үчүн түркийәдин йардәм тәләп қилди.

2097080
қирғизистан түркийәдин теббий йардәм тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан сәһийә министирлиқи байанат елан қилип, пирезидент садир җапаровниң йолйоруқиға асасән, сәһийә министири алимқадир бәйшәналийевниң түркийә сәһийә министири фаһрәттин коҗа билән алақиләшкәнликини билдүрди.

түркийәниң әң йахши көйүк мутәхәссислириниң бири болған пирофессор доктор қорай дас билән көйүк йаридарлирини давалаш усуллири тоғрисида тор йиғини өткүзүлди.

буниңдин башқа, икки түрк мутәхәссис дохтуриниң бишкәккә берип, йәрлик мутәхәссисләр билән бирликтә йариланғанларни давалаш хизмәтлиригә қатнишиши күтүлмәктә.

пайтәхт бишкәктики өйләрни иссиқ су вә қишлиқ иссиниш мулазимити билән тәминләйдиған мәркәздә от апити йүз берип, иккисиниң әһвали еғир болуп,җәмий бәш адәм йариланғаниди.

қирғизистан муавин сәһийә министири мәдәрбәк исмаилов мухбирларни күтүвелиш йиғинида, еғир йариланғанларниң қол вә йүз қисминиң %80 әтрапида көйүп кәткәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر