қирғизистанда һәрбий тик учар чүшүп кәтти

қирғизистанниң пайтәхти бишкәктә мәшиқ учуши әснасида «Mi-8» типлиқ һәрбий тик учар чүшүп кәтти.

2089701
қирғизистанда һәрбий тик учар чүшүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан рәсмий хәвәр агентлиқи «кабар» ниң хәвиригә асасланғанда, қирғизистан дөләт мудапиә министирлиқи мәйданидики мәшиқ учуши қилған «Mi-8» типлиқ һәрбий тик учар қонуш җәрйанида чүшүп кәткән.

хәвәрдә, вәқәдә йариланғанларниң барлиқи вә вәқәгә қарита тәкшүрүшниң башланғанлиқи билдүрүлди.

қирғизистан дөләт мудапиә министирлиқи һадисә һәққидә техичә һечқандақ байанат елан қилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر