қазақистан армийәси оттура асийадики әң күчлүк армийә...

америка «йәршари от күчи һәрбий истатистикиси» тори, 2024-йиллиқ дунйаниң әң күчлүк армийәлири тизимликиниң йеңиланғанлиқини хәвәр қилди.

2087934
қазақистан армийәси оттура асийадики әң күчлүк армийә...

түркийә авази радийоси хәвири: америка «йәршари от күчи һәрбий истатистикиси» тори 2024-йиллиқ дунйаниң әң күчлүк армийәси  тизимликиниң йеңиланғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә көрситилишичә, қазақистан армийәси оттура асийадики әң күчлүк армийәгә айланған болуп, һәрбий хадимлири сани 300 миңға йәткән қазақистан армийиәсиниң мудапиә чиқими 7 милйард 500 милйон долларға йәткән.

өзбекистан армийәси тизимликниң 65-, қирғизистан армийәси 100-, таҗикистан армийәси 107-қатаридин орун алған.

мутәхәссисләр бу тизимликни турғузушта 145 дөләтниң әскәр сани, малийә әһвали, техника тәрәққийати, җуғрапийәлик орни вә йөткилиш - һәрикәтлиниш иқтидари қатарлиқ 60 хил амилға қарап чиққан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر