әлийев: зәнгәзур каридори ечилмиса, әзәрбәйҗан-әрменийә чеграсиму ечилмайду
әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев әгәр дөлитиниң ғәрбидики вилайәтлирини нәһчиван аптоном җумһурийити билән туташтуридиған зәнгәзур каридори ечилмиса, әзәрбәйҗанниң әрменийә билән болған чеграларни ачмайдиғанлиқини ейтти.
түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент илһам әлийев әзәрбәйҗан телевизийә қаналлириға байанат бәрди؛ әзәрбәйҗанниң ғәрбидики вилайәтләрни нәһчиван аптоном җумһурийити билән туташтуридиған зәнгәзур каридори тоғрисида тохтилип: «әң мувапиқ таллаш мәһри райони (әрменийәгә җайлашқан)дин өтидиған йол؛ төмүр йолму, ташйолму у йәрдин өтүши керәк. әзәрбәйҗандин әзәрбәйҗанға кишиләр вә йүк-тақлар чоқум тәкшүрүлмәстин өтүши керәк. әксичә болғанда, әрменийә мәңгү қатмал һаләттә қалиду. әгәр мән тилға алған йол ечилмиса, бизму әрменийә билән болған чеграмизни ачмаймиз» деди.
«әрменийә тинчлиқ келишимигә капаләтлик қилидиған дөләтләрниң болушини халайду» дегән пирезидент илһам әлийев: «биз буниң һаҗити йоқ, дәп ойлаймиз» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әзәрбәйҗанда 5.2 бал йәр тәвриди
әзәрбәйҗан йәр тәврәш мулазимәт мәркизи йәр тәврәш һәққидә байанат елан қилди.
әзәрбәйҗан – әрменийә тинчлиқ сөһбити башланди
әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики тинчлиқ сөһбити қазақистанниң алмата шәһиридә башланди.