әзәрбәйҗан түркийәгә тәзийә билдүрди

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқи «пәнчә қулуп» һәрикити районидин кәлгән шәһитләрниң хәвиридин қаттиқ қайғурғанлиқини билдүрүп, «биз терорлуққа қарши күрәштә һәр вақиттикигә охшашла түркийәниң  йенида туримиз» деди.

2080136
әзәрбәйҗан түркийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида , «қериндишимиз түркийәниң пәнчә қулуп һәрикити районида террорчиларни бир тәрәп қилиш җәрйанида шәһит болған әскәрләр һәққидики хәвәр бизни чоңқур азаблиди. шеһитлиримизгә аллаһтин рәһмәт, йаридарлиримизға балдуррақ шипалиқ тиләймиз. терорлуққа қарши күрәштә һәр вақиттикигә охшашла түркийәниң  йенида туримиз» дейилди.

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйһун байрамовму иҗтимаий алақә һесабатида тәзийәнамә елан қилди.

байрамов: «пәнчә қулуп  һәрикити районида қериндишимиз түркийәниң нурғун әскәрлириниң  шеһит болғанлиқидин қаттиқ қайғурдуқ. бу азаблиқ күндә шәһидлиримизгә аллаһтин рәһмәт вә йаридарлиримизға шипалиқ тиләймиз» деди.

дөләт мудапиә министирлиқи түнүгүн елан қилған байанатида, ирақниң шималида шеһит болған әскәрләр саниниң 12 гә көпәйгәнликини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر