қирғизистан дөләт байриқини өзгәртти
қирғизистан парламентида дөләт байриқиға өзгәртиш киргүзүш тәклип қилинған қарар лайиһәси қобул қилинип қанунлашти.
түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан парламентиниң башлиқи нурланбек шакийевниң башчилиқида дөләт символлири қануниға өзгәртиш киргүзүшкә мунасивәтлик қанун тәклип-лайиһәси, парламент омумий кеңишидә авазға қойулди.
парламенти башлиқи нурланбек шакийев вә парламент әзаси улан примовниң қирғизистан байриқини техиму йахшилаш мәқситидә тәййарлиған қанун тәклип-лайиһәси, 90 кишилик парламентта аваз беришкә қатнашқан 64 әзаниң 59 иниң қоллиши билән рәсмий қанунға айланди. бәш парламент әзаси рәт қилип аваз ташлиди.
қанун тәклип-лайиһәсидә, байрақтики долқунсиман қуйаш нурини түз қилиш вә оттуридики нәққашниң ичидә көрүнидиған үч данә сизиқчини төткә чиқиришни өз ичигә алиду.
қирғизистан пирезиденти садир җаппаров 2-нөвәтлик хәлқ қурултийида, дөләт байриқиға өзгәртиш киргүзүшни тәләп қилғанлиқини билдүргән иди.
қанун тәклип-лайиһәси пирезидент садир җаппаров тәрипидин тәстиқланғандин кейин, рәсмий кезиттә елан қилинип, иҗра қилинишқа башлиниду.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әзәрбәйҗанда 5.2 бал йәр тәвриди
әзәрбәйҗан йәр тәврәш мулазимәт мәркизи йәр тәврәш һәққидә байанат елан қилди.
әзәрбәйҗан – әрменийә тинчлиқ сөһбити башланди
әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики тинчлиқ сөһбити қазақистанниң алмата шәһиридә башланди.