әлийев партийәси тәрипидин қайтидин намзатлиққа көрситилиду

йеңи әзәрбәйҗан партийәси муавин рәиси таһир будагов 2024-йили 7-феврал муддәттин бурун өткүзүлүши пиланлиниватқан пирезидент сайлимида, әзәрбәйҗанниң нөвәттики пирезиденти илһам әлийевни намзатлиққа көрситидиғанлиқлирини елан қилди.

2075664
әлийев партийәси тәрипидин қайтидин намзатлиққа көрситилиду

түркийә авази радийоси хәвири: будагов йеңи әзәрбәйҗан партийәсиниң пат йеқинда йиғин чақирип, партийәси рәиси әлийевни пирезидентлиққа намзат көрситидиғанлиқини уқтурди.

әзәрбәйҗан пирезиденти әлийев 2024-йили 7-февралда муддәттин бурун өткүзүлидиған пирезидент сайлими тоғрисидики пәрманни имзалиғаниди.

һәр 7 йилда бир қетим пирезидент сайлими өткүзүлидиған әзәрбәйҗанда, ахирқи сайлам 2018-йили 11-апрелда өткүзүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر