қазақистанда  бир меһманханиға от кетип 13 киши қаза қилди

бүгүн (30 - нойабир) әтигәндә қазақистанниң алмута шәһиригә җайлашқан бир меһманханида йүз бәргән от апитидә 13 киши қаза қилди.

2070869
қазақистанда  бир меһманханиға от кетип 13 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан җиддий һаләтләргә тақабил туруш ишханисиниң билдүришичә,  30 – нойабир әтигән саәт 05:33 дә, алмута шәһири ади шәрипоф кочиси 86 – номурлуқ бинада от апити йүз бәргәнликигә даир доклат тапшуривелинған. тунҗи от өчүрүш әтрити 7 минуттин кейин нәқ мәйданға йетип барған. от өчүрүш әтрити йетип барғанда үч қәвәтлик бинаниң йәр асти қәвити вә меһманхана қилип ишлитилгән биринчи қәвити койүватқан болуп, дәсләпки ениқлашларға қариғанда, өчүрүш тиришчанлиқиға қаримай 13 киши қаза қилған.

сақчилар от апитидә қаза қилғанларниң кимлики ениқланғанлиқини вә әдлийәлик тәкшүрүшниң башланғанлиқини билдүрди.

дәсләпки санлиқ мәлуматларға асасланғанда, өлүмләр карбон оксиддин зәһәрлиниш түпәйли йүз бәргән.

от апити йүз бәргәндә меһманханида 72 кишиниң барлиқи, 59 кишиниң өз тиришчанлиқи билән қутулғанлиқи уқтурулди.

от әтигән саәт 06:22 дә өчүривелинди.

көйүп кәткән йәрниң омумий көлүми 30 квадрат метир дәп һесабланди, от апитиниң сәвәби техичә ениқланмиди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر