әзәрбәйҗан әрменийәни тинчлиқ сөһбәтлирини башлашқа чақирди

әзәрбәйҗан әрминийәни тинчлиқ келишими үчүн икки тәрәплик биваситә сөһбәт өткүзүшни башлашқа чақирди.

2067365
әзәрбәйҗан әрменийәни тинчлиқ сөһбәтлирини башлашқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, әрменийәниң әзәрбәйҗанниң тинчлиқ келишими лайиһәси тоғрисидики тәклиплиригә җаваб қайтуруши үчүн тәхминән 2.5 ай вақит кетишиниң, сөһбәт мусаписини еғир дәриҗидә кечиктүрвәткәнликини әскәртти.

тинчлиқ сөһбәтлириниң тохтап қелишиниң районниң муқимлиқи вә гүллинишигә төһпә қошмиғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта: «әзәрбәйҗан тинчлиқ келишимини тездин һасил қилиш үчүн, әрменийә билән биваситә (васитичисиз) икки тәрәплик сөһбәт өткүзүшкә тәййар. биз икки дөләтниң кәлгүси мунасивитигә бирликтә қарар қилиши керәк дәп қараймиз» дегән ибариләргә орун берилди.

икки дөләтниң өзара қобул қилалайдиған бир җайда йаки чеграда сөһбәт өткүзүшни қарар қилиш қатарлиқ тинчлиқ мусаписиниң давамлишишиға пайдилиқ қәдәмләрни ташлаш мәсулийити барлиқи оттуриға қойулған байанатта йәнә: «биз әрменийә тәрәпни йеңи керәксиз кечикишләрдин сақлинип, сөһбәтләрни тездин башлаш үчүн, бу чақириқимизға актип аваз қошушини үмид қилимиз» дейилди.

әрменийә ташқи ишлар министирлиқи әзәрбәйҗанниң тинчлиқ келишими лайиһәсигә 2.5 ай кечиктүрүп җаваб қайтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر