һаҗийев: әрменийә тинчлиқниң йилтизини сирттин издимәслики керәк

әзәрбәйҗан муавин пирезиденти һикмәт һаҗийев, әрменийәниң тинчлиқниң йилтизиниң вашингтон, бирйуссел вә парижда әмәс, бәлки кавказ районида икәнликини чүшинип йетиши керәкликини оттуриға қойди.

2067470
һаҗийев: әрменийә тинчлиқниң йилтизини сирттин издимәслики керәк

түркийә авази радийоси хәвири: муавин пирезидент һикмәт һаҗийев әрменийә һөкүмитини «йөнилишини районға бурап, тинчлиқ орнитиш вә әстайидил мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрүш үчүн, әзәрбәйҗан билән сөһбәтләрни давамлаштуруш»қа чақирди вә сөзини давамлаштуруп: «әзәрбәйҗанниң нийити йахши. дөлитимизниң игилик һоқуқи капаләткә игә қилинди, районда адаләт вә хәлқара қанунни асас қилған йеңи вә қанунлуқ һөкүмәт тәсис қилинди» деди.

2022-йили майда, әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқи әрменийә билән болған мунасивәтни нормаллаштурушниң бәш пиринсипини елан қилғаниди.

булар өзара игилик һоқуқни етирап қилиш, өзара земин тәлипиниң йоқлуқини җәзмләштүрүш, икки дөләтниң өзара бихәтәрлик тәһдити пәйда қилмаслиққа әһдә қилиши, дөләт чегралириниң бәлгилиниши, дипломатик мунасивәт орнитип, қатнаш вә алақә йоллирини ечиш қатарлиқлар иди.

21 – нойабир әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқи әрминийәгә икки дөләтниң ортақ чеграсида тинчлиқ мусаписини музакирә қилишни тәклип қилди. министирлиқ вәкиллири әриванниң әзәрбәйҗанниң сөһбәт өткүзүш тәлипигә икки йерим айдин кейин андин җаваб қайтурғанлиқини билдүрүп: «тинчлиқ сөһбитидики бу хил тохтап қелишлар районниң муқимлиқи вә гүллинишигә пайдилиқ әмәс» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر