қирғизистан билән таҗикистан чегра ихтилапи сөһбәтлиридә илгириләш һасил қилди

қирғизистан билән таҗикистан оттурисидики дәталашлиқ чеграсиниң тәхминән 18 километирлиқ бөлики тоғрисида келишим һасил қилди.

2062204
қирғизистан билән таҗикистан чегра ихтилапи сөһбәтлиридә илгириләш һасил қилди

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан һөкүмити мәтбуат ишлири ишханиси байанат елан қилип, чегра бәлгиләш өмәклириниң 1- нойабирдин 8- нойабирғичә таҗикистанниң бостон шәһиридә сөһбәт өткүзүп, чеграниң йәнә 17.98 километирлиқ бөлики тоғрисида келишим һасил қилип, мунасивәтлик һөҗҗәтләрни имзалиғанлиқини уқтурди.

қирғизистан билән таҗикистанниң тәхминән 970 километир келидиған чеграсиниң 503 километирлиқ бөлики тоғрисида дәталаш давам қиливатқан болуп, чегра бойидики йезиларда йашайдиған аһалиниң тоқунушлириға пат- патла икки дөләт қораллиқ қисимлириму арилишип келивататти. 2022- йили 14- сентәбир йүз бәргән әң ахирқи тоқунушта икки тәрәптин нәччә он киши һайатидин айрилди.

сабиқ совет иттипақи йимирилгәндин кейин пәйда болған чегра маҗирасини һәл қилиш үчүн қурулған хизмәт гурупписи, буниңдин илгири чеграниң талаш- тартишлиқ қисминиң 145 километирлиқ бөлики тоғрисида келишим һасил қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر