қаратағ ташқи ишлар министири түркийә баш әлчиси бариш калкаван билән көрүшти

қаратағ ташқи ишлар министири филип иванович пайтәхт подгорикада түркийәниң қаратағда турушлуқ баш әлчиси бариш калкаван билән көрүшти.

2061396
қаратағ ташқи ишлар министири түркийә баш әлчиси бариш калкаван билән көрүшти

түркийә авази радйоси хәвири: учришишита икки дөләт оттурисидики омумий мунасивәтниң интайин йахши  кетип барғанлиқидин мәмнун болғанлиқлири билдүрүлди.

филип иванович нәччилгән әсирлик дипломатик риштиләр вә достлуқниң һәр икки дөләтни өзара мунасивәт вә һәмкарлиқлирини  сәмимилик вә қәтий ирадә билән тәрәққий қилдурушқа үндигәнликини ейтти.

баш әлчи калкаванму түркийәниң қаратағ билән иқтисадтин башқа йәнә, сайаһәт, мәдәнийәт, маарип вә мудапиә саһәлиридики нурғунлиған лайиһәлири билән испатланған һәмкарлиқни техиму күчәйтиш ирадисини йәткүзди.

учришишта, тәрәпләр «икки дөләт мунасивәтлирини техиму күчәйтидиған мәвҗут вә йеңи тәшәббуслар даирисидә алақини техиму тәрәққий қилдурушни халайдиғанлиқини» оттуриға қойди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر