баш министир үстәл әрдоған вә фиданға миннәтдарлиқ билдүрди

шималий қибрис түрк җумһурийити баш министири үнал үстәл җумһур рәис әрдоған вә ташқи ишлар министири фиданға рәһмәт ейтти.

2060255
баш министир үстәл әрдоған вә фиданға миннәтдарлиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий қибрис түрк җумһурийити баш министирлиқ мәһкимиси байанат елан қилип, баш министир үстәлниң қазақистанда чақирилған йиғинда җумһур рәис әрдоғанниң <шималий қибрис түрк җумһурийитини бүйүк түрк аилисиниң айрилмас бир қисми> дәп атиғанлиқини вә буниңдин кейинки барлиқ йиғинларда бу позитсийәниң давамлишишини үмид қилидиғанлиқлирини әскәртип: «мән түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң бизни қоллиғанлиқиға миннәтдарлиқимни билдүримән» деди.

шималий қибрис түрк җумһурийити баш министири үстәл байанатида, башлиқлар йиғинидин илгири өткүзүлгән ташқи ишлар министирлири йиғинида, «қибрис түрк хәлқигә йүргүзүлүватқан адаләтсиз вә адимийиликкә йат йалғуз қалдурушларға һәммимиз бирликтә қарши турушимиз керәк» дәп, түрк дөләтлири тәшкилатиға әза дөләтләрни шималий қибрис түрк җумһурийитини қоллашқа чақирған түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фиданғиму рәһмәт ейтидиғанлиқини билдүрди.

у түркийәниң һәр супида шималий қибрис түрк җумһурийитини қоллап келиватқанлиқини билдүрди вә сөзини давамлаштуруп: «мән ишинимәнки, шималий қибрис түрк җумһурийитини дунйадики барлиқ сәһниләрдин йирақлаштурушқа урунуватқанлар, бу күчлүк учурлар сайисида һәргизму мәқситигә йетәлмәйду вә қибрис түрк хәлқи дунйа билән қочақлишиш сәпирини дадил қәдәмләрни ташлап давамлаштуриду» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر