боснийә – гертсеговинадики мостар көврики түркийә байриқиниң рәңгигә чөмди

түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100 - йиллиқи боснийә – гертсеговинаниң мостар шәһиридә қизғинлиқ билән тәбрикләнди.

2057501
боснийә – гертсеговинадики мостар көврики түркийә байриқиниң рәңгигә чөмди
mostar köprüsü türk bayrağı.jpg

түркийә авази радйоси хәвири: боснийә-гертсеговинаниң әң муһим абидәси болған мостар көврүки түнүгүн (29-өктәбир) кәчтә түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100 - йиллиқи мунасивити билән түркийә байриқиниң рәңгидә йорутулди.

паалийәтни орунлаштурған түркийә җумһурийитиниң мостарда турушлуқ консули йашар әргүн бүгүн (30-өктәбир) му тәбрикләш зийапити беридиған болди.

зийапәткә мостар шәһиридин вә боснийә-гертсеговинаниң башқа районлиридин нурғунлиған қиммәтлик  меһманларниң келиши мөлчәрләнмәктә.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر