қазақистандики бир көмүр канда от апити йүз берип 32 адәм қаза қилди
қазақистандики бир көмүр канда от апити йүз берип, 32 адәм қаза қилди.
2057093
түркийә авази радийоси хәвири: қазақистанниң қарағанди шәһиридики бир көмүр кенида намәлум сәвәбләр түпәйли от апити йүз берип, 32 кан ишчисиниң қаза қилғанлиқи, 14 ишчини издәш - қутқузуш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқи билдүрүлди.
игилинишичә, от апити йүз бәргәндә, канда 250 артуқ ишчи бар болуп, уларниң 205 ниң йәр йүзигә елип чиқилған.
пирезидент қасим җомәрт токайев канни ишлитиватқан ширкәтниң паалийәтлириниң тохтитилғанлиқини елан қилди.
қазақистандә 29 – өктәбир миллий матәм күни елан қилинди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийә қирим татарлири сүргини вә чәркәз сүргүнини хатирләп байанат елан қилди
түркийә қирим татарлири вә кавказдики қериндаш хәлқләрниң азабини ортақлишидиғанлиқини билдүрди.