татар германийә әскәрлириниң қибрисқа киришигә наразилиқ билдүрди

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәис әрсин татар җәнубий қибрис даирилириниң башқурушидики районларға германийә алаһидә қисим әскәрлириниң келишигә наразилиқ билдүрди вә бундақ қилишниң хәлқара келишимләргә хилап икәнликини оттуриға қойди.

2054966
татар германийә әскәрлириниң қибрисқа киришигә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис татар исраилийә- пәләстин тоқунуши башланғандин кейин, җәнубий сипруста һәрбий һәрикәтлиниш пәйда болғанлиқини, германийә алаһидә қисим әскәрлириниң җәнубий қибрис рум даирилири контроллуқидики районларға киргәнликини, пәқәт германийә әскәрлириниңла әмәс, башқа дөләтләрниң әскәрлириниму түркийә вә шималий қибрис түрк җумһурийитиниң рухситисиз қибрисқа орунлаштурушқа болмайдиғанлиқини тәкитлиди.

татар сйурих вә лондон кепиллик келишимлиригә ишарәт қилип, өзлириниң җәнубий қибрис рум даирилири тәвәликидики һәрбий һәрикәтлинишкә йеқиндин диққәт қиливатқанлиқлирини, шималий қибрис түрк җумһурийитиниң бу мәсилиләр тоғрисида түркийә җумһурийити билән мәслиһәтлишишни давамлаштуруватқанлиқини билдүрди.

қибрис миқйасидики һәр қандақ һәрбий өзгиришләрдин түркийәниң чоқум хәвәрдар қилиниши керәкликини тәкитлигән татар, сөзини давамлаштуруп: «қибрис җумһурийитиниң капаләтчиси болған түркийәниң вә бизниң рухситимизсиз чәт әл һәрбий күчлириниң аралға келиши хәлқара келишимләргә хилап. буниң германийә йаки башқа дөләт болушиниң пәрқи йоқ. қибрисниң капаләтчилири түркийә, әнглийә вә гиретсийәдур؛ буниңға диққәт қилиниши керәк» дегәнләрни қәйт қилди.

у әнглийәниң қибристики һәрбий базилириниң келишимләр даирисидә қурулғанлиқини тилға елип: «әнглийәликләр базини ишләткәндә диққәт қилиши керәк. гәрчә бу базилар әнглийәниң дөләт мәнпәәти үчүн хизмәт қилсиму, әмма улар қибристики түркләр вә румларға зийан йәткүзмәйдиған шәкилдә болуши керәк» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر