түрк дөләтлири тәшкилати ғәззәдики әләһли дохтурханисиға қилинған һуҗумни қаттиқ әйиблиди

түрк дөләтлири тәшкилати йүзләрчә пуқраниң өлүмини кәлтүрүп чиқарған ғәззәдики әләһли бабтист дохтурханиси һуҗумини қаттиқ әйибләидиғанлиқини билдүрди.

2053916
түрк дөләтлири тәшкилати ғәззәдики әләһли дохтурханисиға қилинған һуҗумни қаттиқ әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түрк дөләтлири тәшкилати ғәззәдики әләһли бабтист дохтурханисиға қилинған һуҗум тоғрисида йазма байанат елан қилип: «түрк дөләтлири тәшкилати йүзләрчә пуқраниң өлүмини кәлтүрүп чиқарған ғәззәдики әләһли бабтист дохтурханисиға қилинған һуҗумни қәтий сүрәттә әйибләйду. дохтурханилар вә сәһийә хадимлириниң хәлқара кишилик һоқуқниң қоғдиши астида икәнликигә болған қәтий ишәнчисини тәкитләйду» дегәнләрни қәйт қилди.

түрк дөләтлири тәшкилати тәрәпләрни дәрһал уруш тохтитишқа чақирған байанатида, тәрәпләр диққитини икки дөләтлик һәл қилиш чарисигә мәркәзләштүрүп, район хәлқиниң муқимлиқ вә бихәтәрлики үчүн мәсилини тинч йол билән һәл қилишқа чақирилди.

исраилийә армийәси 17 – өктәбир ғәззәдики әләһли бабтист дохтурханисини бомбардиман қилип, 471 пуқраниң җениға замин болғаниди.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити – һамасниң һәрбий қанити болған «қәссам биригадиси» 7 – өктәбир шәнбә күни исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини елан қилип, ғәззәдин исраилийәгә қаритип миңларчә ракетамийот атқан вә қораллиқ гуруппилар райондики аһалиләр районлириға бастуруп киргәниди.

исраилийә армийәсиму уруш айропиланлирини ишлитип ғәззәгә қарши «төмүр қилич» һәрикитини башлиғанлиқини елан қилғаниди.

исраилийәниң һуҗумлирида төт миңдин артуқ пәләстинлик һайатидин айрилди, 12 миңдин артуқ пәләстинлик йариланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر