җумһур рәис әрсин татар әзәрбәйҗанға қарап йүрүп кәтти

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар зийарәттә болуш үчүн, әзәрбәйҗан қарап йүрүп кәтти.

2050073
җумһур рәис әрсин татар әзәрбәйҗанға қарап йүрүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрсин татар үч күн давамлишидиған әзәрбәйҗан зийарити даирисидә «шималий қибрис түрк җумһурийити мәдәнийәт вә тәшвиқат күнлири» паалийитиниң ечилиш мурасимиға иштирак қилиду, ада университетида лексийә сөзләйду вә һәр қайси таратқуларниң мәнсуплири билән сөһбәт өткүзиду.

шималий қибрис түрк җумһурийити баш министири үнал үстәл билән сода – санаәтчиләр, сайаһәт ширкәтлириниң, һәр қайси университетларниң вәкиллири вә мәбләғ салғучилардин тәркиб тапқан 200 кишилик бир вәкилләр өмикиму җумһур рәис татарниң һәмраһлиқида әзәрбәйҗанда зийарәттә болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر