әзәрбәйҗанда мина партлап, бир пуқра қаза қилди

әзәрбәйҗанниң тәртәр вилайитидә мина партлап бир пуқра һайатидин айрилди.

2047489
әзәрбәйҗанда мина партлап, бир пуқра қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ички ишлар министирлиқи байанат елан қилип, тәртәр вилайитиниң чайли йезиси тағлиқ районида бир пуқраниң минаға дәссивелиши нәтиҗисидә йүз бәргән партлашта һайатидин айрилғанлиқини уқтурди.

тәртәр вилайитиниң чайли йезиси иккинчи қарабағ урушидин илгири бир алдинқи сәп иди. бир қисми әрменийә армийәсиниң контроллуқида қалған бу йеза, 2020- йили 9- өктәбир ишғалийәттин азад қилинғаниди.

әзәрбәйҗанниң ишғалдин азад қилинған земинлирида әрменийә армийәси тәрипидин көмүлгән йүз миңлиған миналарниң барлиқи тәхмин қилинмақта.

иккинчи қарабағ уруши ахирлашқандин буйан 64 әзәрбәйҗанлиқ мина партлап қаза қилди, 266 и йариланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر