түрк дунйаси һөкүмәт гуваһлиқи бирләшмиси қурулди

түркийә, әзәрбәйҗан, қазақистан, қирғизистан вә өзбекистан рамка келишими имзалап, һөкүмәт гуваһлиқи рәсмийәтлирини беҗириш ишлириға қолайлиқ йаритип бериш үчүн, «түрк дунйаси һөкүмәт гуваһлиқи бирләшмиси» қуруп чиқти.

2047218
түрк дунйаси һөкүмәт гуваһлиқи бирләшмиси қурулди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлгән имра қойуш мурасимиға түркийә җумһурийити әдлийә министири йилмаз тунч, адаләт вә тәрәққийат партийәси муавин рәиси бинали йилдирим, қазақистан җумһурийити әдлийә министири азамат нәсипбайевич, өзбекистан җумһурийити әдлийә министири әкбәр ташқулув, әзәрбәйҗан әдлийә министири фикрәт мәммәдов, қирғизистан җумһурийити муавин әдлийә министири  орозбек сдиков қатарлиқлар қатнашти.

министир тунч түрк дунйаси һөкүмәт гуваһлиқи бирләшмисиниң һәр қайси дөләтләрниң пуқралириға интайин муһим қолайлиқларни йаритип беридиғанлиқини байан қилип: «түрк дунйаси һөкүмәт гуваһлиқи бирләшмиси қурулғандин кейин, бирләшмигә әза болған түрк дөләтлириниң биридә беҗирилгән һөкүмәт гуваһлиқи өз дөлитидә беҗирилгәндәкла қануний күчкә игә болиду. демәк, түрк дөләтлириниң биридә беҗирилгән <вакаләтнамә> башқа әза дөләтләрдиму күчкә игә болиду. чәт әлдики консулхана йаки әлчиханлардин вакаләтнаминиң аргиналини әвәтишкә керәк қалмайду» дегәнләрни қәйт қилди.

министир тунч сөзини давамлаштуруп: «бирләшмимизниң қилидиған хизмәтлири дунйа һөкүмәт гуваһлиқи кәспиниң тәрәққийатиға үлгә болиду. ишинимәнки, кәлгүсидә халиған түрк бу һәмкарлиққа қатнишип, бизни күчәйтиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر