әзәрбәйҗан фирансийәгә наразилиқ билдүрди

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқи фирансийә ташқи ишлар министири катерине колоннаниң байанатлириға наразилиқ билдүрди.

2046128
әзәрбәйҗан фирансийәгә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси айхан һаҗизадә фирансийә ташқи ишлар министири катерине колоннаниң әрменийә зийарити давамида әзәрбәйҗанға қарши бәргән байанатлириға қаттиқ наразилиқ билдүрди.

һаҗизадә аммиви ортақлишиш тор бети X сәһиписидә елан қилған байанатида, фирансийә ташқи ишлар министири катерине колоннаниң әрменийә зийарити давамида қилған «йалған қамал» вә «әрмәнләрни көчүшкә мәҗбурлаш» тәриқисидики байанатлириниң  тинчлиқ орнитиш тиришчанлиқлириға еғир зийан йәткүзидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «фирансийә ташқи ишлар министири катерине колоннаниң <фирансийә һәмишә әрменийә тәрәптә туриду> дегән байанати өзиниң сәмимий вә битәрәп мурәссәчи икәнликини илгири сүрүватқан фирансийәниң ниқабини йиртип ташлиди.»

фирансийә ташқи ишлар министири катерини колонна әрменийәниң пайтәхти йереван зийарити әснасида, қарабағдики өзгиришләр түпәйли әзәрбәйҗанни әйиблигәниди.

йәнә бир тәрәптин, фирансийә ташқи ишлар министири катерине колонна әрменийә ташқи ишлар министири арарат мирзойан билән йереванда өткүзүлгән бирләшмә мухбирларни күтүвелиш йиғинида, дөлитиниң әрменийәгә мудапиә әслиһәлири әвәтиш үчүн кәлгүсидә келишимләрни имзалашқа қошулғанлиқини уқтурғаниди.

колонна фирансийәниң әрминийәни давамлиқ қоллайдиғанлиқини байан қилған, һәмдә дөлитиниң әрменийәниң земин пүтүнлүкигә қарита һошйарлиқни өстүридиғанлиқини тәкитлигәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر