өзбекистанда партлаш йүз бәрди

өзбекистанниң пайтәхти ташкәнттики бир ширкәт искилатида йүз бәргән партлашта бир адәм қаза қилди, 163 адәм йариланди.

2043441
өзбекистанда партлаш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан җиддий әһвалларға тақабил туруш  ишлири министирлиқиниң байанатиға қариғанда, пайтәхт ташкәнтниң сергели районидики бир ширкәтниң искилатида намәлум сәвәб билән аввал партлаш, андин от апити йүз бәргән.

нәқ мәйданға от өчүрүш үчүн от өчүргүчиләр әвәтилгән.

өзбекистан сәһийә министирлиқиниң билдүрүшичә, партлашта бир адәм һайатидин айрилған, 163 адәм йариланған, йариланғанлардин 24 и дохтурханиға орунлаштурулған, башқа йаридарлар болса нәқ мәйданда даваланған.

өзбекистан баш министирлиқ мәһкимисиниң билдүрүшичә, өзбекистан баш министири абдулла арипов нәқ мәйданға йетип берип, тәкшүрүшләрдә болған.

байанатта тәкитлинишичә, өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийойевниң йолйоруқиға бинаән, муавин баш министир ачилбай раматовниң рийасәтчиликидә партлашта зийанға учриғанларға йардәм бериш үчүн һөкүмәт комитети қурулған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر