қарабағдики партлашта қаза қилғанлар сани 68 гә йәтти

әзәрбәйҗанниң қарабағ районидики ханкәнди - аскәран таш йоли бойидики бензин искилатида йүз бәргән партлаш кәлтүрүп чиқарған от апитидә қаза қилғанлар сани 68 гә йәтти.

2042793
қарабағдики партлашта қаза қилғанлар сани 68 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: әрменийә рәсмий хәвәр агентлиқи — әрмән прес қарабағдики әрмәнләрниң вәкиллирини мәнбә қилған хәвиригә қариғанда, алдинқи күни йүз бәргән от апитидә қаза қилғанлар сани 68 кә йәткән, қанун дохтурханиси 21 җәсәтниң кимликиниң ениқланғанлиқини уқтурған.

от апитиниң тәсиригә учриған болуши мумкин дәп қариливатқан 105 кишиниң ақивитиниң техи айдиңлашмиғанлиқи қәйт қилинған.

дохтурханиларда балнистқа елинған 290 йаридарниң 168 и әрменийәдики дохтурханиларға вә көйүкләрни давалаш мәркәзлиригә йөткәлгән.

25 - сентәбир әзәрбәйҗанниң қарабағ районидики ханкәнди – аскәран таш йоли бойидики бир бензин искилатида партлаш йүз берип, еғир от апити кәлтүрүп чиқарғанлиқи, вәқәдә нурғун адәмниң қаза қилғанлиқи, 290 адәмниң йариланғанлиқи билдүрүлгәниди.

әзәрбәйҗан җиддий әһваллар министирлиқи бензин искилатида йүз бәргән отниң әзәрбәйҗан от өчүрүш әтрити тәрипидин өчүрүлгәнликини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر