ханкәндиниң електир линийәси әзәрбәйҗан електир системисиға уланди

әзәрбәйҗанниң қарабағ райониниң әрмән аһалә топлишип олтурақлашқан ханкәнди шәһириниң електир линийәси әзәрбәйҗанниң омумий електир линийәсигә уланди.

2041789
ханкәндиниң електир линийәси әзәрбәйҗан електир системисиға уланди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезидентлиқ мәһкимиси байанат елан қилип, ханкәнди шәһириниң електир линийәсиниң әрменийә енергийә системисидин аҗритилип, әзәрбәйҗанниң енергийә системисиға уланғанлиқини уқтурди.

шушадики електер енергийә мәркизиниң ханкәнди шәһирини ток билән тәминләшни башлиғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, «әмди ханкәндидә әзәрбәйҗан нури чақнимақта» дегән ибариләргә орун берилди.

әзәрбәйҗан армийәси 19- сентәбир арабағда асасий қанунда көрситилгән тәртип – интизамни йолға қойуш мәқситидә терроризмға қарши күрәш һәрикити башлиғаниди.

қарабағдики қанунсиз әрмән қораллиқ күчлири тәхминән 24 саәт давамлашқан терроризмға қарши күрәш һәрикитидин кейин қорал тапшурғаниди.

әзәрбәйҗан һөкүмәт әмәлдарлири билән қарабағдики әрмән аһалиниң вәкиллири 21 – сентәбир сөһбәт өткүзүп, бир гәвдилишиш мусаписигә мунасивәтлик бир қатар мәсилиләр тоғрисида келишим һасил қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر