қарабағдики террорлуққа қарши һәрикәт мувәппәқийәтлик давамлашмақта

әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси полковник анар әйвазов әрменийә қораллиқ қисимлириниң қарабағдики 60 тин артуқ базилириниң контроллуқ астиға елинғанлиқини елан қилди.

2039815
қарабағдики террорлуққа қарши һәрикәт мувәппәқийәтлик давамлашмақта

түркийә авази радйоси хәвири: анар әйвазов ахбарат елан қилиш йиғинида әзәрбәйҗан армийәсиниң қарабағдики террорлуққа қарши һәрикәт тәдбирлириниң мувәппәқийәтлик давам қиливатқанлиқини билдүрди.

полковник әйвазов, «тәдбирләр даирисидә, әрменийә қораллиқ қисимлириниң 60 тин артуқ базиси әзәрбәйҗан армийәсиниң контроллуқиға өтти. 20 гә йеқин һәрбий аптомобил, 40 тин артуқ зәмбирәк, 30 дин артуқ минамйот, 2 айропилан соқар вә 6 дин артуқ електронлуқ уруш понкити пачақлап ташланди» деди.

әйвазов әрмәнләргә тәвә бир қисим иҗтимаий таратқуларда һәмбәһирләнгән әзәрбәйҗан армийәсиниң пуқравий қурулушларға һуҗум қилғанлиқи тоғрисида тәтүр тәшвиқатларниң барлиқини әскәртип, буниң мәқситиниң хәлқара җамаәт пикирини қаймуқтуруш икәнликини ейтти.

әзәрбәйҗан армийәсиниң пәқәт қанунлуқ һалда һәрбий нишанларға зәрбә бәргәнликини байан қилған әйвазов, бир һәрбий нишанға йеқин җайда пуқралар байқалғанлиқи сәвәбидин зәрбә бәрмигәнликигә даир көрүнүшләрниму һәмбәһирлиди.  

44 күнлүк 2-қарабағ урушидин (2020) кейин, әзәрбәйҗанниң қарабағ районида аталмиш әрменийә ​​һакимийитиниң ташлиған қәдәмлири җиддийликниң күчийишини кәлтүрүп чиқарған иди.

ахирида, әзәрбәйҗан дөләт оргиниға тәвә бир йүк аптомобили хоҗавәнт билән әхмәтбәйли-фузули-шуша ташйолида минаға тегип партлиши сәвәбидин 2 киши қаза қилған иди.

нәқ мәйданға йетип барған сақчи аптомобилиму йәнә башқа бир минаға  суқулуп 4 сақчи шеһит болған иди.

буниңға қарита әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи қарабағда асасий қанун қурулмисини қайтидин бәрпа қилиш үчүн йәрлик террорлуққа қарши туруш тәдбирлирини башлиғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر