шималий қибриста ички кабинет өзгәртип тәшкил қилинди

шималий қибрис түрк җумһурийитидә ички кабинет өзгәртип тәшкил қилинди.

2023566
шималий қибриста ички кабинет өзгәртип тәшкил қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: бу даиридә 4 йеңи министир вәзипигә тәйинләнди, бир министирниң вәзиписи өзгәртилди.

шималий қибрис түрк җумһурийити баш министири үнал үстәл йеңи министирлар кеңиши тизимликини шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татарға сунғандин кейин,  ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

үнал үстәл йеза игилик вә тәбиий байлиқлар министири дурсун оғузниң ички ишлар министирлиқиға, һүсәйин чавушниң ички ишлар министирлиқиға вәзипигә тәйинләнгәнликини ейтти.

у өздәмир бәрованиң малийә министири, хақан динчйүрәкниң сәһийә министири, садиқ гардийаноғлуниң әмгәк вә иҗтимаий капаләт министири сүпитидә вәзипә өтәйдиғанлиқини байан қилди.

алдинқи министирлар кеңишидин орун алған  ички ишлар министири зийа өзтүркләр, малийә министири әлишан шан, сәһийә министири изләм гүрчағ алтуғра, әмгәк вә иҗтимаий капаләт министири һәсән тачой ички кабинетниң сиртида қалди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر