русийә шималий қибрис түрк җумһурийитидә консулхана мулазимити башлимақчи

русийә шималий қибрис түрк җумһурийитиниң пайтәхти ләфкошада русийә пуқралирини консулхана мулазимити билән тәминләшкә башлайдиғанлиқини елан қилди.

2022443
русийә шималий қибрис түрк җумһурийитидә консулхана мулазимити башлимақчи

түркийә авази радийоси хәвири: русийә хәвәр агентлиқи «TASS» ниң хәвиригә асасланғанда, русийәниң җәнубй қибрис рум тәрәп һакийитидә турушлуқ әлчиханисиниң әмәлдарлиридин бирси: «пат йеқинда ләфкоша шәһириниң шималида консулхана мулазимити билән тәминләшни башлаймиз. бу хизмәт тәртиплик елип берилиду» дәп байанат елан қилған.

мәзкур әмәлдар сөзидә, русийәниң шималий қибрис түрк җумһурийитидә турушлуқ русийә пуқралириға қарита мәҗбурийитини ада қилиш үчүн муһим қәдәм ташлайдиғанлиқлирини билдүрүп, шималий қибрис түрк җумһурийитидә америка, әнглийә, германийә, италийә вә фирансийәниң пуқралирини узундин бери консулхана мулазимити билән тәминләватқанлиқини әскәрткән.

шималий қибрис түрк җумһурийитидә тәхминән 50 миң русийә пуқрасиниң йашайдиғанлиқи мәлум.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر