қирғизистанниң иссиқ көл районида кәлкүн апити йүз бәрди
қирғизистанниң шималидики иссиқ көл районида қара йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүн апитидә 92 кәнт талапәткә учриди.
түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан җиддий әһвалларға тақабил туруш ишлири министирлиқиниң йазма байанатиға қариғанда, иссиқ көл райониға җайлашқан түп наһийәсигә қарашлиқ талди – суу, көчү вә қорумду кәнтлиридә қара йамғур сәвәбидин кәлкүн апити йүз бәргән.
кәлкүн апитидә мәзкур үч кәнттә 92 өй вә йоллар зийанға учриған.
кәлкүн апитидин кейин 103 хадим 7 машина билән апәт районидики тазилаш хизмитигә қатнашқан.
байанатта тәкитлинишичә, түнүгүн шу җай вақти саәт 15.30 әтрапида дөләтниң җәнубидики чон сай йезисидиму қисқа муддәт йағқан қара йамғур сәвәбидин йүз бәргән кәлкүн апитидин кейин башланған тарқақлаштуруш вә тазилаш хизмәтлири давамлашмақта икән.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әзәрбәйҗан – әрменийә тинчлиқ сөһбити башланди
әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики тинчлиқ сөһбити қазақистанниң алмата шәһиридә башланди.
әзәрбәйҗан баш министири түркийәдә зийарәттә болмақта
әзәрбәйҗан баш министири әли әсәдоф түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болмақта.