әзәрбәйҗан һиндистанни әрменийәни қорал билән тәминлимәсликкә чақирди

әзәрбәйҗан пирезиденти мәслиһәтчиси һекмәт һаҗийев һиндистанниң бакуда турушлуқ баш әлчиси сирдхаран мадхусудханандин йеңи деһли һөкүмитиниң әрменийәни қорал билән тәминләшни тохтитишини тәләп қилди.

2017021
әзәрбәйҗан һиндистанни әрменийәни қорал билән тәминлимәсликкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: һаҗийев әзәрбәйҗан әрменийә билән тинчлиқ шәртнамиси түзүш сөһбәтлирини давамлаштуруватқан бир пәйттә, һиндистанниң бу дөләтни қирғучи қораллар билән тәминлишиниң әрменийәниң миллитаристлишиши вә вәзийәтниң җиддийлишишини кәлтүрүп чиқирип, җәнубий кавказда сиҗил тинчлиқ вә бихәтәрлик орнитишқа тосалғу пәйда қилғанлиқини билдүрди.

бу әһвалниң һиндистанниң хәлқара қанунниң қаидиси вә пиринсиплирини тайанч қилған һалда өзи елан қилған ташқи сийаситигә вә бу дөләтму әзаси болған иттипақсизлар һәрикитиниң тарихий бандуң пиринсиплириға зит икәнликини билдүргән һаҗийев, баш әлчи мадхусудханандин әзәрбәйҗанниң әндишисини деһли һөкүмитигә йәткүзүшини тәләп қилди.

у йәнә, һиндистанни әрминийәни әҗәллик қораллар билән тәминләш қарарини қайта көздин кәчүрүшкә чақирди.

әзәрбәйҗан мәтбуатлирида, һиндистандин кәлгән һәрбий йүкләрниң иран арқилиқ әрменийәгә йәткүзүлгәнликиниң ениқланғанлиқиға даир хәвәр елан қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر