түркмәнистан: һазар деңизидин һалқиған тәбиий газ туруба йоли лайиһәсигә тосалғу йоқ

түркмәнистан һазар деңизидин һалқиған тәбиий газ туруба йоли қурулушиға тосқунлуқ қилидиған һечқандақ сийасий, иқтисадий йаки малийә амиллириниң йоқлуқини елан қилди.

2016067
түркмәнистан: һазар деңизидин һалқиған тәбиий газ туруба йоли лайиһәсигә тосалғу йоқ

түркийә авази радийоси хәвири: түркмәнистан ташқи ишлар министирлиқи интернет торида түркмәнистан тәбиий гази билән ғәрбни тәминләш лайиһәсиниң әмәлгә ешиш мумкинчиликигә қарита хәлқара мәтбуатларда орун алған ениқлимилар һәққидә байанат елан қилди.

байанатта, түркмәнистанниң һазар деңизидин һалқиған туруба йоли қурулушини әмәлгә ашуруш нишани тәкитлинип, «бу нишан үчүн түркмәнистан, әзәрбәйҗан вә йавропа иттипақи оттурисида мунасивәтлик енергийә органлириниң башлиқлиридин тәркиб тапқан үч тәрәплик бирләшмә механизм қурулди» дейилди.

йавропа иттипақиниң һазар деңизидин һалқиған тәбиий газ туруба йоли лайиһәсини «истиқбали парлақ лайиһә» қатариға киргүзүшиниң «тәбиий» икәнлики билдүрүлгән байанатта йәнә, мәзкур туруба қурулушиниң әмәлий шәкилдә илгириләватқанлиқи уқтурулди.

түркмәнистан ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида йәнә мундақ дейилди:

«түркмәнистан тәбиий газ туруба йоли қурулушиға тосқунлуқ қилидиған һечқандақ сийасий, иқтисадий вә малийә амилиниң йоқлуқиға ишиниду. һазар деңизидин һалқиған туруба йоли иқтисадий җәһәттин мувапиқ, йавро-асийаниң енергийә бихәтәрликигә капаләтлик қилишқа көрүнәрлик төһпә қошалайду һәмдә йавропа истемалчилириниң хам әшйа мәнбәсигә узун муддәт үзлүксиз еришишини әмәлгә ашуриду. өтидиған тәрәпкә рошән пайдиси вә мәнпәәти көрүнәрлик, әмәлий лайиһә һесаблиниду»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر