қирғизистанда хәлқ қурултийи қурулди

қирғизистанда дөләтниң күнтәртипидики мәсилиләр тоғрисида тәклип бериш һоқуқи бар хәлқ қурултийиниң орни тоғрисидики қанун тәстиқланди.

2015728
қирғизистанда хәлқ қурултийи қурулди

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан пирезиденти садир җапаров 29-ийун (2023) парламент тәрипидин қобул қилинған хәлқ қурултийи тоғрисидики қанунға имза қойди.

қанун бойичә, хәлқ қурултийиға сайлинидиған вәкилләрниң сани, сайлиниш шәртлири, хәлқ қурултийи музакирә қилидиған мәсилиләр, мәсул органлар бир тәрәп қилидиған мәсилиләр вә хәлқ қурултийиниң қанун чиқириш һоқуқини йүргүзүш тәртиплири бекитилди.

2021-йили қирғизистанниң асасий қанунға түзитиш киргүзүш реферандумида, «хәлқ қурултийи» дәп атилидиған органниң қурулуши қобул қилинған иди.

 

хәлқ қурултийи 11-айниң 25-күни тунҗи қетим дөләт ичи вә сиртидин җәмий 1072 вәкилниң қатнишиши астида ечилған иди. бу вәкилләрниң 148 нәпири айал,  924 нәпири әр.

бу тунҗи қетимлиқ йиғинда, вәкилләр қурултайниң орни тоғрисидики қанунни мақуллашни тәклип қилған иди.

пирезидент җапаров парламентқа хәлқ қурултийи тоғрисидики қанун лайиһәсини сунған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر