түркийә сетип бәргән қораллиқ учқучисиз айропиланлар косовоға йетип барди

косово баш министири албин курти түркийәдин сетивалған қораллиқ учқучисиз айропилан ниң йетип кәлгәнликини елан қилди.

2012096
түркийә сетип бәргән қораллиқ учқучисиз айропиланлар косовоға йетип барди

түркийә авази радйоси хәвири:  албин курти иҗтимаий алақә һесабатида «косово буниңдин кейин техиму бихәтәр» дегән сөзигә қораллиқ учқучисиз айропилан <BayraktarTB2 > ниң рәсиминиму қошуп һәмбәһирлиди.

баш министир албин курти, косово дөләт мудапиә министири арменд меһаҗ вә косово бихәтәрлик қисмлири қомандани башким җашари косово байриқи чүшүрүлгән <байрақтар т б 2> ниң алдида хатирә сүрәткә чүшти.

баш министир албин курти, «дөләт болуш сүпитимиз билән түркийәдин сетивалған қораллиқ учқучисиз айропилан <BayraktarTB2 > ни армийәмизниң қорал түригә қоштуқ.  икки йиллиқ һакимийәт мәзгилимиздә, әскәр санимизни %80 тин артуқ, һәрбий хамчотимизни %100 тин артуқ йуқири көтүрдүқ. косово буниңдин кейин техиму бихәтәр» деди.

албин курти йәнә косово бихәтәрлик қисмлири хадимлириниң қораллиқ учқучисиз айропиланни ишлитиш мәшиқини тамамлап болғанғанлиқини билдүрди.

косовониң түркийәдин қанчә данә қораллиқ учқучисиз айропилан <BayraktarTB2 > сетивалғанлиқи һәққидә һечқандақ мәлумат бәрмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر