садир җапаров түркийә қуруп бәргән заманиви болка завутини зийарәт қилди

қирғизистан пирезиденти садир җапаров түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш оргини (TIKA) тәрипидин қуруп берилгән заманиви болка завутиға дөләт органлириниң болка еһтийаҗини қандуруш тоғрулуқ йолйоруқ бәрди.

2008745
садир җапаров түркийә қуруп бәргән заманиви болка завутини зийарәт қилди
tika ekmek fabrikasi.jpg
caparov tika ekmek fabrikasi.jpg

түркийә авази радйоси хәвири:  садир җапаров бишкәк шәһәр башлиқи әмилбәк абдиқадиров вә түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш оргини (TIKA) ниң бишкәк программиси маслаштурғучиси осман устаниң һәмраһлиқида күндилик 20 миң болка ишләпчиқириш иқтидариға игә бишкәк болка завутини икскүрсийә қилди.

садир җапаров  завутта болка ишләпчиқириш техникиси вә башқурулиши һәққидә  мәлумат алди, андин бишкәк шәһәр башлиқи әмилбәк абдиқадировдин завутниң һазирқи % 25-30 лик ишләпчиқириш иқтидарини техиму ашурушни тәләп қилди. болка завутидики мәһсулатларниң сүпәтлик вә әрзан баһада икәнликини билдүрүп, маарип, сәһийә, ички ишлар оргарлири  вә башқа дөләт органлириниң бу завуттин болка сетивелишини буйруди.

түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш оргини (TIKA) тәрипидин 2015-йили қирғизистанниң пайтәхти бишкәктә қурулған бишкәк болка завутиниң ечилишиға җумһур рәис рәҗәп таййип пайтәхт әнқәрәдин телеконфирас системиси арқилиқ қатнашқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر