өзбекистан муддәттин бурунқи пирезидентлиқ сайлиминиң балдур беләт ташлаш җәрйани ахирлашти

9- ийул өткүзүлидиған өзбекситан муддәттин бурунқи пирезидентлиқ сайлиминиң «балдур беләт ташлаш» җәрйани ахирлашти.

2008208
өзбекистан муддәттин бурунқи пирезидентлиқ сайлиминиң балдур беләт ташлаш җәрйани ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан мәркизи сайлам комитети йәкшәнбә күни өткүзүлидиған сайлам үчүн 28 – ийун башланған «балдур беләт ташлаш» җәрйаниниң түнүгүн кәчтә ахирлашқанлиқини уқтурди.

байанатқа асасланғанда, балдур беләт ташлаш җәрйанида 100 миңи чәт әлләрдә болуп, җәмий  400 миңдин артуқ сайлиғучи беләт ташлиған.

өзбекситан сайлам қануниға асасән, сайлам күни тизимға алдурған районида болмиған сайлиғучилар сайлам мәркәзлиригә орунлуқ сәвәбләр оттуриға қойулған мураҗиәтнамиләрни сунуш арқилиқ «балдур беләт ташлаш» пурситидин бәһримән болалайду.

4-айниң 30-күни өткүзүлгән реферандум арқилиқ асасий қанунға түзитиш киргүзүш мақулланғандин кейин, өзбекситанда муддәттин бурун пирезидентлиқ сайлими өткүзүш қарар қилинғаниди.

сайламда өзбекистан либерал демократлар партийәсидин йәнә бир қетим намзатлиққа көрситилгән пирезидент шәвкәт мирзийайев, хәлқ демократик партийәси намзати улуғбәк инайатов, өзбекистан екологийә партийәси намзати абдушүкүр һамзайев вә адаләт сотсийал демократлар партийәси намзати роба мәһмудова қатарлиқлар риқабәтлишиватиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر