түрк дөләтлири тәшкилати ички кабинет әзалириға тәбрик хети әвәтти

түрк дөләтлири тәшкилати баш катипи қубаничбек өмуралийев түркийә җумһур рәислик мәһкимиси ички кабинетиниң йеңи министирлириға тәбрик хети әвәтти.

1996516
түрк дөләтлири тәшкилати ички кабинет әзалириға тәбрик хети әвәтти

түркийә авази радийоси хәвири: өмуралийев хетидә, 28-май күни өткүзүлгән җумһур рәислик сайлимидин кейин елан қилинған йеңи җумһур рәислик мәһкимиси ички кабинетиға мувәппәқийәт тилиди.

түркийәниң һазирғичә түрк дөләтлири тәшкилати вә қериндаш түрк дөләтлири билән болған кәң даирилик һәмкарлиқини илгири сүрүш үчүн наһайити зор тиришчанлиқ көрсәткәнлики вә муһим хизмәтләрни ишлигәнликини байан қилған өмуралийев, буниң йеңи дәврдә йәниму йүксәк сәвийәгә йетишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

өмуралийев хетидә мундақ деди: «шуни билишиңларни үмид қилимәнки, бу муқәддәс вәзипәңләрни өтәш җәрйанда, қериндаш түрк дөләтлирини бир гәвдигә айландурған түрк дөләтлири тәшкилатиниң баш катипи болуш сүпитим билән зиммәмгән йүкләнгән мәҗбурийитимни толуқ ада қилишқа тәййармән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر