мустапа шәнтоп әзәрбәйҗанниң мустәқиллиқ байримини тәбриклиди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) рәиси мустапа шәнтоп түнүгүн (28-май) әзәрбәйҗан мустәқиллиқиниң 105 - йиллиқини тәбриклиди.

1992188
мустапа шәнтоп әзәрбәйҗанниң мустәқиллиқ байримини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: мустапа шәнтоп иҗтимаий алақә адресида«# TekMilletİkiDevlet» (бир милләт икки дөләт) дегән хәткүч билән учур һәмбәһирлиди.

мустапа шәнтоп учурида: «дост вә қериндаш дөләт җан әзәрбәйҗанниң 28-май мустәқиллиқ байрими мубарәк болсун, вәтән  үчүн шундақла мустәқиллиқ үчүн шеһит болған қәһриманлиримизни һөрмәт вә аллаһтин рәһмәт тиләш билән әсләймән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر