бғемен иштатида түрк намзатлар парламент әзалиқиға сайланди

германийәниң бғемен (Bremen) иштатида 14-май өткүзүлгән сайламларда миллити түрк 10 намзат парламент әзалиқиға сайланди.

1989039
бғемен иштатида түрк намзатлар парламент әзалиқиға сайланди

түркийә авази радийоси хәвири: германийәниң бғемен иштатида өткүзүлгән сайламларда, рәсмий болмиған нәтиҗиләргә асасланғанда, сотсийал демократ партийәсиниң әзаси мустафа гүнгөр, мәһмәт әли сәврәк, рәҗаи айташ, мәдинә йилдиз вә сәлин әҗә арпаз؛ хиристийан демократ бирләшмә партийәсиниң әзаси оғузхан йазиҗи؛ йешиллар партийәсиниң әзаси сүлмәз чолақ؛ сол партийәниң әзаси җинди тунҗәл, мухлис коҗаоғлу؛ ғәзәпләнгән пуқралар партийәсиниң әзаси мәлтәм сағироғлу қатарлиқлар парламент әзалиқиға сайланған.

бғемен иштатлиқ һөкүмәт қурулғандин кейин, кеңәш палатасида хизмәт қилидиған парламент әзалири иштатлиқ парламентниң әзалиқидин истепа бериду. бундақ болғанда, запас әзалар ичидин парламент әзалиқиға сайлинидиғанлар болғачқа, түрк миллитидин болған парламент әзалириниң сани көпийиши мумкин.

иштатта 14май өткүзүлгән сайламларда, түрк миллитидин болған 17 намзат өзара риқабәтләшкән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر