мирзийайев билән әрсин татар әрдоғанни тәбриклиди

өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийайев түркийәдә җумһур рәислик вә 28-нөвәтлик парламент әзалири сайлиминиң мувәппәқийәтлик өткүзүлгәнлики мунасивити билән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни тәбриклиди.

1986717
мирзийайев билән әрсин татар әрдоғанни тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан пирезидентлиқ ишханиси байанат елан қилип, пирезидент мирзийайевниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға телефон қилип, сайламниң мувәппәқийәтлик өткүзүлгәнликини тәбриклигәнликини билдүрди.

байанатта, сайлам нәтиҗилириниң қериндаш түркийә хәлқиниң әрдоған рәһбәрликидә елип бериливатқан сийасий вә иқтисадий ислаһатни кәң қоллиғанлиқиниң ипадиси икәнлики әскәртилди.

байанатта, телефон сөһбитидә, икки рәһбәрниң өзбекситан билән түркийә оттурисидики кәң даирлик истратегийәлик шериклик мунасивәтлири вә көп йөнилишлик һәмкарлиқларни йәниму тәрәққий қилдурушқа мунасивәтлик мәсилиләрни музакирә қилғанлиқи, шундақла йуқири дәриҗилик истратегийәлик һәмкарлиқ кеңишиниң келәр қетимлиқ йиғиниға тәййарлиқ қилишқа мунасивәтлик мәсилиләрниму көздин кәчүргәнлики қәйт қилинди.

шималий қибрис түрк җумһурийитиниң җумһур рәиси әрсин татарму сайламда көп авазға еришкән әрдоған вә җумһур иттипақини тәбриклиди.

әрсин татар җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға әвәткән телеграммисида, демократик муһитта наһайити пишип йетилгән вә қатнишиш нисбити интайин йуқири болған сайлам нәтиҗисигә асасән түркийә бүйүк милләт мәҗлисидә көп санлиққа еришкән җумһур иттипақиниң, хәлқниң қоллишиға еришкәнликини әскәртти.

әрсин татар телеграммисида йәнә, қибрис түрк хәлқи билән ана вәтән түркийә җумһурийитиниң тәврәнмәс иттипақлиқини тәкитләп, икки дөләтниң һәр саһәдики һәмкарлиқлири вә иттипақлиқни илгири сүрүшни халайдиғанлиқини билдүрүп, демократийә байримиға охшаш өткүзүлгән һәл қилғуч сайламда пешип йетилгән характерини намайан қилған түркийә хәлқини тәбриклиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر