өзбекистан пирезидентлиқ сайлиминиң вақтини бекитти
өзбекситан муддәттин бурун өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайлимини 9- ийулда өткүзүшни қарар қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: өзбекситан 30 – апрел риферандум (омумий хәлқ беләт ташлаш паалийити) өткүзүп, йеңи асасий қанунни йолға қойушқа башлиғандин кейин, пирезидент шәвкәт мирзийайев пәрман имзалап, муддәттин бурун өткүзүлидиған пирезидентлиқ сайлиминиң 9 – ийулда өткүзүлүшигә қарар қилди.
реферандум арқилиқ дөләт асасий қануниға бәзи өзгәртишләр киргүзүлгән болуп, уларниң ичидә пирезидентқа мунасивәтлик йеңи бәлгилимиләрму бар иди.
бу даиридә пирезидентниң бәзи вәзипә вә һоқуқлири парламентқа өткүзүп берилгән؛ вәзипә өтәш муддити бәш йилдин йәттә чиқирилғаниди.
2021- йили 12- айдики пирезидентлиқ сайлимидин кейин, шәвкәт мирзийайев бәш йиллиқ пирезидентлиққа сайланған болуп, униңға асасән, йәнә бир қетимлиқ пирезидентлиқ сайлиминиң 2026- йили 12- айда өткүзүлүши пиланлинивататти.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әзәрбәйҗан баш министири түркийәдә зийарәттә болмақта
әзәрбәйҗан баш министири әли әсәдоф түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болмақта.
өзбекистан билән венгирийә әркин иқтисадий район қуриду
өзбекистанда венгирийә вә йавропа ширкәтлири үчүн алаһидә әркин иқтисадий район қурулиду.