җәйһун байрамов иранлиқ мәнсәпдиши һүсәйин әмир абдуллаһйан билән көрүшти

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйһун байрамов иранлиқ мәнсәпдиши һүсәйин әмир абдуллаһйан билән телефонда сөһбәтләшти.

1975421
җәйһун байрамов иранлиқ мәнсәпдиши һүсәйин әмир абдуллаһйан билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, министир байрамов вә абдуллаһйанниң сөһбитидә икки тәрәплик мунасивәтләрниң нөвәттики вәзийитини музакирә қилинған.

министирлар сөһбәтләрниң давамлаштурулиши керәкликидә бирдәк пикиргә кәлгән вә зөрүр тепилғанда икки тәрәплик зийарәтләрниңму елип берилиши мумкинликигә қошулған. министирлар йәнә, район характерлиқ мәсилиләрдиму өзара пикир алмаштурған.

иран билән әзәрбәйҗан оттурисида йеқинқи мәзгилдин буйан җиддийлик йүз бәрмәктә иди.

иран мәтбуатлирида әзәрбәйҗанға қарши тарқитишлар берилгәндин сирт, иран мәсуллириму әзәрбәйҗанни исраилийә билән болған һәмкарлиқни тәрәққий қилдурғанлиқи үчүн әйибләп байанатларни елан қилған иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر