илһам әлийев боснийә-гертсеговинани зийарәт қилди
әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев боснийә-гертсеговина билән болған мунасивәтләрдә йеңи дәврниң башланғанлиқини билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевниң тунҗи қетимлиқ боснийә-гертсеговина зийаритидә, пайтәхт сарайевуда боснийә-гертсеговина пирезидентлиқ кеңишиниң башлиқи вә серб әзаси зелика җвижановиҗ , кеңәшниң хирват әзаси зелжко комсиҗ вә бошнақ әзаси денис беҗирәвиҗ қатарлиқ рәһбәрләр тәрипидин қизғин күтүвелинди.
пирезидент илһам әлийев һәйәтләр ара учршиштин кейин сөз қилип, боснийә-гертсеговинаниң қарабағ урушида өзлирини қоллиған дөләтләрниң бири болғанлиқини билдүрди.
у мундақ деди:
«бу достлуқ вә қериндашлиқ сәвәбидин биз силәрдин миннәтдар. бүгүн мунасивәтлиримиздә йеңи дәвр башлиниду. иқтисадий саһәдики мунасивәтлиримизни күчәйтимиз. истратегийәлик саһәдиму боснийә-гертсеговина билән әзәрбәйҗан оттурисида һәмкарлиқлар болиду.»
боснийә-гертсеговина пирезидентлиқ кеңишиниң башлиқи зелика җвижановиҗ әзәрбәйҗан билән һәмкарлиқларда йеңи дәврни башлиғанлиқлирини билдүрүп, әзәрбәйҗанға боснийә-гертсеговинада кәлкүн апити йүз бәргән қийинчилиқ күнләрдә йардәм қолини сунғанлиқи үчүн тәшәккүр ейтти.
у вухән вируси (Kovid-19 ) мәзгилидә әзәрбәйҗанниң чоң йардимигә еришкәнликлирини әскәртип, әзәрбәйҗанниң боснийә-гертсеговинада нурғун лайиһәләрни әмәлийләштүргәнлилкини тәкитлиди.
у бүгүн (13-апрел) имзаланған әзәрбәйҗан -боснийә-гертсеговина истратегийәлик шериклик хитабнамәсиниң өзара сийасий дийалог билән иқтисадий һәмкарлиқ нуқтилирини йорутуп беридиғанлиқини қәйт қилди.
у әзәрбәйҗанниң боснийә-гертсеговинада әлчихана ачқанлиқини, боснийә-гертсеговинаниңму бакуда әлчихана ечишниң алдинқи қатардики муһим ишларниң бири икәнликини вә мунасивәтлик хизмәтләрниң башлинидиғанлиқини билдүрди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әзәрбәйҗанда 5.2 бал йәр тәвриди
әзәрбәйҗан йәр тәврәш мулазимәт мәркизи йәр тәврәш һәққидә байанат елан қилди.
әзәрбәйҗан – әрменийә тинчлиқ сөһбити башланди
әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики тинчлиқ сөһбити қазақистанниң алмата шәһиридә башланди.