қазақистанда исмаилов қайта баш министир болди

қазақистанда әлихан исмаилов һөкүмәт башлиқлиқиға қайта тәйинләнди.

1967468
қазақистанда исмаилов қайта баш министир болди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан пирезидентлиқ мәһкимисиниң билдүрүшичә, қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев аманат партийәсиниң рәһбири йерлан кошановни қобул қилған.

кошанов учришишта,  аманат партийәсиниң тәлипигә бинаән әлихан исмаиловни баш министирлиққа намзат көрситишни қарар қилғанлиқлирини билдүргән.

учришиштин кейин, пирезидент қасим җөмәрт тоқайев парламент бинасида баш министир намзати һәққидә кеңишиш үчүн парламенттики алтә сийасий партийәниң мәсуллири билән көрүшкән.

қасим җөмәрт тоқайев алтә сийасий партийәниң мәсуллири билән көрүшкәндин кейин, әлихан исмаиловниң баш министир намзатлиқини авазға қойған.

авазға қойушқа қатнашқан 97 парламент әзасидин 82 си әлихан исмаиловни қоллап, йәттиси рәт қилип беләт ташлиған, сәккиз парламент әзаси аваз бериш һоқуқидин ваз кәчкән.

 шуниң билән, әлихан исмаилов йәнә баш министир болған.

қазақистан пирезидентлиқ мәһкимиси тәрипидин елан қилиған йәнә бир байанатта билдүрүлүшичә, пирезидент қасим җөмәрт тоқайев парламенттики авазға қойуш тамамланғандин кейин, әлихан исмаиловни баш министирлиққа тәйинләш тоғрисидики қарарнамигә имза қойған.

қазақистанда 3-айниң 19-күни өткүзүлгән парламент сайлимидин кейин, қазақистан һөкүмити түнүгүн (29-март) асасий қанун бойичә вәзиписидин истепа бәргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر