түркмәнистанда сайлам башланди

түркмәнистанда парламент әзалири, хәлқ мәслиһәт кеңиши әзалири вә йәрлик һөкүмәт органлириниң әзалирини сайлаш башланди.

1965057
түркмәнистанда сайлам башланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркмәнистанда сайлам үчүн тәсис қилинған 2644 беләт сандуқи шу йәрниң вақти әтигән саәт 07:00 дә ечилди.

түркмәнистан мәркизи сайлам вә реферандум һәйити тәрипидин тизимлики елан қилинған 3 милйон 496 миң 475 сайлиғучи, кәлгүси 5 йил  бойичә түркмәнистан парламентида өзлиригә вәкиллик қилидиған парламент әзалири билән хәлқ мәслиһәт кеңиши әзалирини шундақла йәрлик һөкүмәт органлири вәкиллирини сайлаш үчүн беләт ташлайду.

түркмәнистан  мустәқил болғандин буйанқи 7 - нөвәтлик парламент әзалири, 5 - нөвәтлик районлуқ вә вилайәтлик хәлқ мәслиһәт кеңиши әзалири  билән 9 - нөвәтлик йәрлик һөкүмәт органлириниң вәкиллири сайлинидиған сайламда, түркмәнистан демократик партийәси, түркмәнистан санаәтчиләр вә игилик тиклигүчиләр партийәси һәмдә  түркмәнистан деһқанчилиқ партийәси қатарлиқ 3 сийасий партийә вә хәлқ тәшәббуси гурупписиниң намзатлири риқабәткә чүшиду.

парламент әзаси сайлими үчүн 3 сийасий партийәдин җәмий 175 намзат вә  аммиви тәшәббускарлиқ гуруппилиридин 83 мустәқил намзат болуп, җәмий 258 намзат парламенттики 125 орун үчүн риқабәтлишиватиду.

сайламда 2885 йәрлик вә тәхминән 80 хәлқаралиқ тәшкилатниң вәкиллири көзәткүчилик қилиду.  

буниңдин башқа йәнә, 18 йешиға тошқан 75 миң 606  йеңи сайлиғучи сайламда тунҗи қетим беләт ташлайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر