әзәрбәйҗан: әрменийә билән сақлиниватқан мәсилиләрниң тинч йол билән һәл қилинишини халаймиз

қарадеңиз иқтисадий һәмкарлиқ парламент әзалири кеңишиниң баш катипи асаф һаҗийев әзәлдин уруш қилиш тәрәпдари болмиған әзәрбәйҗанниң әрменийә билән сақлиниватқан барлиқ мәсилиләрниң тинч йол билән һәл қилинишини үмид қилидиғанлиқини ейтти.

1964668
әзәрбәйҗан: әрменийә билән сақлиниватқан мәсилиләрниң тинч йол билән һәл қилинишини халаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: һаҗийев анадолу агентлиқиниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида, әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики земин пүтүнлүки мәсилисиниң үзүл - кесил һәл қилинишиниң зөрүрлүкини тәкитләп мундақ деди: «каталонийәниң мустәқиллиқ тәлипи мәсилисидә йавропа иттипақи испанийәни қоллиди вә бу тәләпни <қобул қилғили болмайдиған тәләп> дәп атиди. испанийәниң земин пүтүнлүкигә һөрмәт қиидиғанлар <қарабағ мәсилиси> гә кәлгәндә, қарабағниң әрмәнләргә берилиши тоғрулуқ чақириқта болди. испанийәниң земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилидиғанларниң әзәрбәйҗанниң земин пүтүнлүкигиму һөрмәт қилиш мәҗбурийити бардур. ундақ болмайдикән, буниң исми <қош өлчәмлик позитсийә тутуш> болиду. буни башқа шәкилдә изаһлаш әсла мумкин әмәс.»

у әзәрбәйҗанниң «қарабағ уруши» нәтиҗисидә ишғал астидики земинлириниң мутләқ көп қисмини қайтурувалғанлиқини әскәртти, һәмдә әрменийә дийалог орнитиштин өзини қачурған тәқдирдә, әзәрбәйҗанниң қалған земинлирини қайтурувелиш үчүн һәрбий күч ишлитиштин қилчә айанмайдиғанлиқини қәйт қилди.

һаҗийев әзәлдин уруш қилиш тәрәпдари болмиғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «әлвәттә биз әрменийә билән қайта уруш қилишни халимаймиз. чүнки һәр қетимлиқ урушта нурғун йашлиримиздин айрилип қалимиз. биз әрменийә билән сақлиниватқан мәсилиләрниң тинч йол билән һәл қилишни халаймиз. шундақла әрменийәниң уруш васитиси арқилиқ әмәс, сөһбәт өткүзүш вә дийалог орнитиш арқилиқ қалған земинлиримизниму бизгә қайтуруп беришини үмид қилимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر