татар: қибрис түрклири мустәқиллиқтин әсла ваз кәчмәйду

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар қибрис түрклири билән румларни бирләштүрүп, бир дөләттә йашаш имканийитигә игә қилидиған тәбиий механизимниң йоқлуқини ейтти.

1962250
татар: қибрис түрклири мустәқиллиқтин әсла ваз кәчмәйду

түркийә авази радийоси хәвири: шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар  җумһур рәислик мәһкимисидики ишханисида елан қилған байанатида, мустәқиллиқиниң 40 – йиллиқини тәбриләшкә тәййарлиниватқан шималий қибрис түрк җумһурийитиниң игилик һоқуқи вә мустәқиллиқидин әсла ваз кәчмәйдиғанлиқини қәйт қилди.

татар шималий қибрисниң өзигә хас һәқиқити барлиқини, пүткүл дунйаниң бу һәқиқәтни қобул қилиши керәкликини тәкитлиди.

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар қибриста сақлиниватқан мәсилиләрниң барлиқини, шуңа мурәссәлишишкә еһтийаҗ барлиқини ейтти.

у мурәссәлишиш вә һәмкарлиқниң бирдинбир йолиниң игилик һоқуқлуқ икки дөләтлик түзүм икәнликини, сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилишниң бирдинбир чарисиниң қибрис түрклириниң дөлитиниң шималий қибрис түрк җумһурийити икәнликидин ибарәт рошән һәқиқәтни қобул қилиш икәнликини қәйт қилди.

татар бирләшкән дөләтләр тәшкилатини өз ичигә алған хәлқара җәмийәтниң бир қисминиң шималий қибрис билән җәнубий қибрисни бирләштүрүш чақириқлириниң реаллиқтин толиму йирақ икәнликини тәкитләп мундақ деди: «биз билән румларни бирләштүрүп, бир дөләттә йашаш имканийитигә игә қилидиған тәбиий механизим йоқ. чүнки қибрисниң өзигә хас һәқиқәтлири бар. уда 60 йилдин буйан һәммә өзиниң мәйданини бекитти. мән румчә билмәймән, румларму түркчә билмәйду. мән румларни тонумаймән, румларму мени тонумайду. сода дунйаси һәр икки тәрәптә пүтүнләй бир – биригә охшимайду. бу җәһәттә, икки милләтлик федератйсийәлик түзүмдин сөз ечиш билән мәлисини һәл қилғили болмайду.»

әрсин татар һәмкарлиқ вә мурәссәчилик әмәлгә ашқандила андин шималий қибрис түрк җумһурийитигә түркийәдин кәлгән судин җәнубий қибрис билән ортақ  бәһримән болуш имканийитиниң барлиқини тәкитлиди.

җумһур рәис әрсин татар шималий қибрис түрк җумһурийитиниң пүткүл хәлқара җәмийәт тәрипидин етирап қилинишини қолға кәлтүрүш йолида давамлиқ тиришчанлиқ көрситидиғанлиқлириниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر